#uyghurstories

Поделиться
HTML-код
  • Опубликовано: 21 янв 2025

Комментарии • 3

  • @АлияМамакова-ъ6д
    @АлияМамакова-ъ6д 8 месяцев назад

    Рерих, Пикассо ва башкилардин к,елишмайду!Ажайип хуняр!❤

  • @jamilbrugsen1362
    @jamilbrugsen1362 8 месяцев назад

    save Uighurs

  • @emerennet
    @emerennet 7 месяцев назад

    Көзимизни, қулиқимизни гүзәл һаят вә һекайиләргә бурайли. Тилимизни бу гүзәлликләргә мәдәт беришкә ишлитәйли.
    Йәнә бир йүрәккә тәккүдәк ғәлбилик һаят һекайиси, Қирғизистандики даңлиқ уйғур рәссам Сабит Бабаҗанниң лиққидә гүзәл һаяти ичимни иллитти.
    Өчүрүп қойған чоғини издәп маңған Мәхтумсула....
    1955-йили егилирини узутуп боюн қисип қалған рәссамниң Ғулҗидики, киндик қени төкүлгән өй...
    Қалтис мәдәнийәт вә тарихимизниң изналирини дуняға намаян қилип Турпан вә Кучардики миң өйләр....
    Байиндай сепилини алған Садир Палванниң мәзмут турушлири....
    Қипқизил чоғдәк йепинчиси билән ялтириған қеличи дүшмән қәлбигә қорқунч салидиған, кәйнидики Қәшқәрни қоғдап алдидики әҗдиһа пүркигән атәшкә қарап ғәзәп билән илгирләватқан җәсур Ипархан...
    Рәңги зәпиран, учиси вәйран, көңүллири ханувәйран һалда көчүп киливатқан бир түркүм уйғурлар.....
    Бу рәсимләр кишигә сәнәтниң сеһрий күчини һес қилдуриду.
    Һәммимиз баллиримизниң тәрбийәсидә китабниң кәм болса болмайдиғинини билимиз. Өзимизниң китаблири болса, китабта өзимизниң рәсимлири болса, униңда Қәшқәр Хотән Ақсу Үрүмчи Ғулҗа Қумул Турпан .... балқип турса дәп арзу қилимиз. Адәмниң көзигә муздәк тикилип туридиған һакавур ғәрп гүзәллириниң рәсимидин бәкрәк һая билән қия баққан гүзәл уйғур қизиниң көзлиридики муһәббәт вә номусниң тәңла ялинҗап турған сеһрий күчини көрстидиған рәсимләрдин бәкрәк зоқ алимиз.
    Уйғурға алақидар китаб чиқармақчи болғанлар дәл рәссам вә рәсимләргә зар , тапалмай аварә болуп кетишиду.
    Аҗайип гүзәл , лиққидә толған, мәнилик бир һаят һекайисини аңлиғач һаятимизни толдурайли.